канада соти иранни төләм төләшкә һөкүм қилди

канада соти иранни 2020-йили 8-йанвар чүшүрүветилгән украина айропиланида җенидин айрилған 63 канада пуқрасиниң аилилиригә төләм беришкә һөкүм қилди.

1756663
канада соти иранни төләм төләшкә һөкүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина айропилан вәқәсидә җенидин айрилған алтә канада пуқрасиниң аилилириниң қилған әрзи нәтиҗисидә ечилған сотниң һөкүми елан қилинди.

сотниң һөкүмигә асасланғанда, онтарийо (Ontario) алий сот мәһкимисиниң сотчиси едвард белобаба (Edward Belobaba) айропилан вәқәсидә җенидин айрилған алтә кишиниң варислири оттурисида бөлүп бериш үчүн 100 милйон долларлиқ төләмниң төлинишигә һөкүм қилған.

сотчи белобаба йәнә, җенидин айрилғанларниң аилә әзалириға йетәкчилик, ғәмхорлуқ вә достлуқни йоқитип қойғанлиқи үчүн 1 милйон доллар, тартқан азаб-оқубәтләр үчүн 6 милйон доллар төләм берилишигә һөкүм қилған.

сотқа әрз сунған шаһин моғаддам, меһризад зарәи, әли горҗи билән иран һакимийитиниң өч елишидин қорққан вә нам-шәрипини мәхпий тутқан үч кишиниң адвокати марк арнолд (Mark Arnold) с б с телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, төләмниң әмәлгә ешиши үчүн қилишқа тегишлик ишларни қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у канада вә чәт әлләрдики иран мал-мүлүклириниң мусадирә қилинидиғанлиқини, иранниң башқа дөләтләрдә нефит парахотлириниң барлиқини әскәртип, қурбанлар аилилириниң төләмни елиши үчүн қанун күришини давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлиди.

у: «бу мәсилидики қануний күрәш охшимиған икки хил өлчәмгә игә. биз шәхсий күришимизни давамлаштуруватимиз. әмма, канада һөкүмити тегишлик ишни қилмайватиду. мән баш министир трудониң зийанкәшликкә учриғучиларниң аилә-тавабиатлириға йардәм қилишини тәләп қилимән» деди.

украина һава йоллири ширкитиниң «737-бойин» типлиқ йолучилар айропилани 2020-йили 8-йанвар кийевға қарап учуш үчүн хәлқара теһран имам һумәйни айродурумидин көккә көтүрүлүп узун өтмәй етип чүшүрүветилгән иди. айропиландики 176 кишиниң һәммиси җенидин айрилған иди. буларниң арисида 63 канада пуқрасиниң барлиқи уқтурулған иди.

иран даирилири дәсләптә айропиланниң етип чүшүрүлгәнликини етирап қилмиған, әмма иран армийә баш иштаби айропиланниң «наһайити сәзгүр һәрбий нуқта» үстидин учуп өтүватқанда «инсаний хата» түпәйлидин һава қоғдиниш системиси тәрипидин етилған икки башқурулидиған бомбиниң чүшүрүвәткәнлики тоғрисида байанат елан қилған иди.

иран һакимийити вәқә йүз берип аридин бир йил өткәндин кейин, 2020-йили 30декабир җенидин айрилғанларниң һәр бир аилисигә 150 миң доллар төләм беридиғанлиқини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر