судан баш министири абдуллаһ һамдук вәзиписидин истепа бәрди

судан баш министири абдуллаһ һамдук дөлитиниң хәтәргә иттирилмәслики вә хәлқниң йолини ечиш үчүн истепа беришни қарар қилғанлиқини билдүрди.

1755923
судан баш министири абдуллаһ һамдук вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: судан баш министири абдуллаһ һамдук дөләтлик телевизийәсидә байанат елан қилип: «судан хәлқиниң йолини ечиш үчүн вәзипәмдин истепа беришни қарар қилдим» деди.

у дөләтниң хәтәргә иттирилмәслики үчүн қолидин кәлгән тиришчанлиқни көрсәткәнликини билдүрүп: «судан инқилаби нишаниға қарап илгириләватиду» деди.

у суданниң қисқа вақит ичидә түзитилмисә мәвҗутлуқиға тәһдит салидиған хәтәрлик бурулуш нуқтисидин өтүп кәткәнликини әскәртип, барлиқ тиришчанлиқлириға қаримай киризисни һәл қилиш үчүн сийасий вә армийәни өз ичигә алған һәммә тәрәпләр билән көрүшкәнликини, әмма нәтиҗигә еришәлмигәнликини қәйт қилди.

суданда армийә 25-өктәбир (2021) һакимийәтни өткүзүвалған болуп, һөкүмәтни қоллайдиған кишиләр шу күндин тартип әскәрләрниң базилириға қайтишини тәләп қилип намайиш өткүзмәктә. намайишларда йүз бәргән һәр хил вәқәләрдә 54 киши җенидин айрилди.

судан һәрбий һөкүмити 2023-йили ийулда сайлам арқлиқ һакимийәт бешиға келидиған һөкүмәт қурулғичә һакимийәттә туридиғанлиқини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر