иран сүний һәмраһни орбитиға киргүзәлмиди

иран түнүгүн аләм бошлуқиға қойуп бәргән сүний һәмраһ тошуғучи ракета йетәрлик сүрәткә йетәлмигәчкә, 3 тәтқиқат үскүнисиниң орбитиға кирәлмигәнликини билдүрди.

1755523
иран сүний һәмраһни орбитиға киргүзәлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси әһмәд һүсәйин, дөләтлик телевизийә қанилиға бәргән байанатида, түнүгүн аләм бошлуқиға қойуп берилгән «симург» намлиқ  сүний һәмраһ тошуғучи ракета йетәрлик сүрәткә йетәлмигәчкә, 3 тәтқиқат үскүнисиниң орбитиға кирәлмигәнликини тәкитләп мундақ деди: «ракетаниң өзи тошуған йүкини орбитиға киргүзүш үчүн секунтиға 7600 метирдин артуқ сүрәткә йетиши керәк, әмма биз секунтиға 7350 метирға йетәлидуқ.»

иран, дөләтниң оттура қисмиға җайлашқан симнан өлкисидики имам һумәйни аләм бошлуқи базисидин сүний һәмраһ тошуғучи симург ракетаси арқилиқ аләм бошлуқиға 3 тәтқиқат үскүнисини қойуп бәргәнликини уқтурғаниди.

иранниң сүний һәмраһни орбитиға киргүзүш тәшәббуслири илгириму бирқанчә қетим мәғлуп болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر