җәнубий корейә йуқум тәдбирлириниң муддитини узартишни қарар қилди
йуқумланғучилар сани кишини чөчүтидиған дәриҗигә йәткән җәнубий корейәдә , һөкүмәт йуқумниң алдини елиш тәдбирлирини йәнә 2 һәптә узартишни қарар қилди.
1755210
түркийә авази радийоси хәвири: йонхап хәвәр агентлиқи, йуқумланғучилар саниниң көпийишидин кейин 12- айниң 18- күни йолға қойулған чәклимиләрниң 2- йанварғичә давамлишиши күтүлүватқан бир пәйттә, һөкүмәтниң еғир кесәл бимарлириниң саниниң йәнила көплүкини нәзәрдә тутуп, чәклимиләрни 16- йанварғичә узартишни қарар қилғанлиқини хәвәр қилди.