америка уруш парахотлириға ақдеңизни турушни давамлаштуруш тоғрисида буйруқ чүшүрди

американиң бир қатар уруш парахотлириға тоғрисида буйруқ чүшүрүлди.

1754735
америка уруш парахотлириға ақдеңизни турушни давамлаштуруш тоғрисида буйруқ чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: «нйу-йорк почтиси» гезитиниң хәвиригә қариғанда, америка дөләт мудапиә министири лойд остин USS харри труман уруш парахоти вә башқа 5 парахотни шәрқий шималий африқа, оттура шәрқ вә җәнубий асийани өз ичигә алған мәркизи қоманданлиқ райониға йөткилишниң орниға йавропа һәрикәт саһәсидә турушни давамлаштурушқа буйруған.

америка дөләт мудапиә министирлиқиниң бир әмәлдари бу һәқтә байанат берип, «уруш парахотлириниң йөнилишини өзгәртиш қарари, йавропада мәңгү мәвҗут болуп туруш еһтийаҗини әкс әттүридиған болуп, иттипақдашлиримизға коллектип мудапиә вәдимиздә чиң туридиғанлиқимиз һәққидә капаләт бериш үчүн шәрт» дегән.

мәзкур уруш парахотлири қәрәллик орунлаштурушларниң роһиға асасән 12- айниң 1- күни америкадин айрилғандин буйан ақдеңизда вәзипә өтимәктә иди.

русийә пирезиденти виладимир путин 23- декабир шималий атлантик әһди тәшкилатиниң шәрққә қарап илгирилимәйдиғанлиқи тоғрисидики вәдисигә хилаплиқ қилғанлиқини, шуңа бихәтәрлик мәсилиси тоғрисида «дәрһал» москваға капаләт беришини керәкликини әскәрткән, пайтәхт москвада өткүзүлгән йиллиқ мухбирларни күтүвелиш йиғинида, русийәниң украинаға һуҗум қилиш мумкинчилики тоғрисида тохталғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر