елон маск хитайниң орунсиз әйибләшлиригә җаваб қайтурди

аләм бошлуқи техника ширкити «SpaceX» ниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси елон маск аләм бошлуқида милйардлиған сүний һәмраһ үчүн йетәрлик орун барлиқини ейтти.

1754775
елон маск хитайниң орунсиз әйибләшлиригә җаваб қайтурди
spacex.jpg
nasa spacex.jpg
spaceX-UUİ.jpg
spacex-predstavio-putnicku-kapsulu-dragon_trt-bosanski-27663.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: старлинк сүний һәмраһлири сәвәбидин хитайниң аләм понкитини хәвпкә еттириш билән әйибләнгән елон маск хитайниң әйибләшлиригә җаваб қайтурди.

елун маск «пул-муамилә вақит гезити» ниң зийаритини қобул қилип, «SpaceX» вә Starlink сүний һәмраһлири йәршари орбитисида бәк көп бошлуқни игиливалди, дегән орунсиз әйибләшләрни рәт қилди.

елун маск: «аләм бошлуқи интайин чоң, суний һәмраһлар бәк кичик. бу йәрдә биз башқиларға тәсир көрсәткүдәк дәриҗидә тосқунлуқ қилған иш йоқ. биз һечкимниң бир иш қилишини тосуп бақмидуқ, тосуп қилишниму мөлчәрлимәймиз» деди.

«SpaceX» һазирға қәдәр 2000 ға йеқин «Starlink» сүний һәмраһини орбитиға әвәтти, бу ширкәт сүний һәмраһлар арқилиқ интернет торини пүтүн дунйаға йәткүзүш үчүн җәмий 40 миңдин артуқ сүний һәмраһ қойуп беришни пиланлимақта.

хитай б д т аләм қатниши идарисигә елон маск үстидин шикайәт қилип, старлинк лайиһәси үчүн орбитиға әвәтилгән сүний һәмраһлириниң хитайниң аләм понкитиға хәтәр елип келидиғанлиқини дава қилған иди.

хитай дөләт аләм понкитиниң старлинк сүний һәмраһлири билән икки қетим «йеқиндин удул келип қалғанлиқини» вә һадисә йүз берип қилишниң алдини елиш үчүн бурулушқа  мәҗбур болғанлиқини елан қилған иди.

хитайниң бу ай бирләшкән дөләтләр тәшкилати аләм қатниши ишханисиға тапшурған шикайәтнамисида, мәзкур вәқәләрниң 1-ийул вә 21-өктәбирдә йүз бәргәнлики илгири сүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر