суданда б д т ға тәвә 1900 тонна йемәклик булап кетилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) суданниң ел фашәр шәһиридә дунйа ашлиқ тәшкилати (WFP) тәрипидин бир ай ичидә 730 миң кишигә тақитиш пиланланған 1900 тонна йемәкликниң булап кетилгәнликини елан қилди.

1754830
суданда б д т ға тәвә 1900 тонна йемәклик булап кетилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи байанатчиси стефан дуҗарриҗ б д т муәссисәлиригә вә әслиһәлиригә қаритилған булаңчилиқ вә һуҗумларни қаттиқ әйиблиди.

стефан дуҗарриҗ суданниң ел фашәр шәһиридә 28-декабир кәчтә дунйа ашлиқ тәшкилати (WFP) ниң ишханисиға һуҗум қилинғанлиқини вә  бир ай ичидә 730 миң кишигә тақитиш пиланланған 1900 тонна йемәкликниң булап кетилгәнликини билдүрди.

стефан дуҗарриҗ б д т баш катипи антонийо гутерресниң судан һөкүмитини дөләтниң тәртипини сақлашқа вә б д т ниң йардәм паалийәтлири үчүн бихәтәр хизмәт муһити йаритишқа капаләтлик қилишқа чақирғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر