путин әрдоғанниң йеңи йилини тәбриклиди

русийә пирезиденти виладимир путин йеңи йил мунасивити билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәбрик телеграммиси йоллиди.

1754792
путин әрдоғанниң йеңи йилини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийиниң билдүрүшичә, русийә пирезиденти виладимир путин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға йоллиған тәбрик телеграммисида, «ковид – 19» йуқумиға қаримай, русийә – түркийә мунасивәтлириниң сода – иқтисад, енергийә вә һәрбий техника саһәлиридә тәрәққий қилиши йолида наһайити зор тиришчанлиқ көрситиливатқанлиқини тәкитләш билән бир вақитта, аләм бошлуқида тинчлиқ асасида издиниш вә «ковид – 19» йуқуми ваксиниси ишләпчиқиришта һәмкарлиқ орнитиш пурсити барлиқини әскәртип мундақ деди: «ортақ тәшәббуслар арқилиқ районниң муқимлиқи вә бихәтәрликини күчәйтиш мәқситидә, достанә русийә вә түркийә хәлқлириниң мәнпәәти үчүн хәлқаралиқ мәсилиләрдә қойуқ һәмкарлиқ вә мол мәзмунлуқ икки тәрәплик һәмкарлиқниң техиму тәрәққий қилдурулидиғанлиқиға ишинимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر