хитайниң тәйвән һава тәвәликигә 950 қетим рухсәтсиз киргәнлики билдүрүлди

бу йил (2021) хитай армийәси уруш айропиланлириниң тәйвән елан қилған һава мудапиә пәрқләндүрүш райониға 950 қетим рухсәтсиз киргәнлики билдүрүлди.

1754800
хитайниң тәйвән һава тәвәликигә 950 қетим рухсәтсиз киргәнлики билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ANI ниң хәвиригә қариғанда, бу йил хитай һәрбий айропиланилири тәйвән елан қилған һава мудапиә пәрқләндүрүш райониға 950 қетим рухсәтсиз киргән болуп, бу сан 2020- йилдикигә селиштурғанда %60 артуқ икән.

дөләтлик сийасәт тәтқиқат институти мудири ку йүҗен билумбергқа байанат берип: «хитай келәр йили тәйвән һава мудапиә пәрқләндүрүш райониға техиму вәһимилик һәрикәтләрни қоллинип техиму көп һәрбий күрәшчи айропилан әвәтиду» дәп агаһландурди.

хәлқара қанунда ениқлимиси болмиған, шундақла һечқандақ хәлқаралиқ орган назарәт қилмайдиған һава мудапиә пәрқләндүрүш райони адәттә дөләтләр тәрипидин бир тәрәплимә һаләттә елан қилиниду.

пәрқләндүрүш райони дөләтниң бекитилгән һава бошлуқиға хилаплиқ қилишни ойлимайдиған йолучилар айропиланлирини өз ичигә алмайду, әмма бу районға киргән һәрбий айропиланлар йошурун тәһдит дәп қарилип агаһландурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر