блинкен фирансийә,  германийә вә әнглийә ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен фирансийә ташқи ишлар министири йен йвес ле дриан, германийә ташқи ишлар министири анналина байербок вә әнглийә ташқи ишлар вәзири елизабет трас билән телефонда көрүшти.

1754626
блинкен фирансийә,  германийә вә әнглийә ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайсниң, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида билдүрүшичә, ташқи ишлар министири антони блинкен, фирансийә ташқи ишлар министири йен йвес ле дриан, германийә ташқи ишлар министири анналина байербок вә әнглийә ташқи ишлар вәзири елизабет трас билән телефонда көрүшкән. телефон сөһбитидә, украинани өз ичигә алған районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр музакирә қилинған, русийәниң украинаға қарши «таҗавузчилиқи» алдида һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилишниң зөрүрлүки тәкитләнгән, бу мәсилә техиму мурәккәплишип кәткән тәқдирдә, буниң русийәгә нисбәтән еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқидиғанлиқи тоғрулуқ ортақ тонуш һасил қилинған.

мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки мәсилисидә давамлиқ украина тәрәптә туридиғанлиқлирини байан қилған министирлар, иранниң йадро пирограммисини тезләштүрүшигә қарита әндишиләрни оттуриға қойған.

буниңдин башқа йәнә, хитайниң сийасий вә иқтисадий бесими алдида литванийә билән бир сәптә күрәш қиливатқанлиқлирини әскәрткән министирлар, ливийәниң дәрһал мәмликәтлик сайлам өткүзүш тиришчанлиқлири  тоғрилиқму музакирә елип барған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر