иран хитайниң бәндәр аббаста консулхана ечишиға рухсәт қилди

иран хитайниң парс қолтуқи деңиз қирғиқидики һормузган өлкисиниң мәркизи шәһири бәндәр аббаста консулхана ечишқа иҗазәт бәргәнликини уқтурди.

1754375
иран хитайниң бәндәр аббаста консулхана ечишиға рухсәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезидентлиқи мәһкимиси байанат елан қилип, пирезидент ибраһим рәиси рийасәтчиликидә чақирилған министирлар кеңиши йиғинида хитайниң консулхана ечиш тәлипи тоғрисида қарар чиқирилғанлиқини елан қилди.

министирлар кеңиши, иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийанниң тәвсийәсигә асасән, қаримуқаршилиқ вә башқа қанунларға әмәл қилиш принсипини чөридигән һалда хитайниң бәндәр аббаста консулхана ечишиға иҗазәт бәрди.

йәнә бир тәрәптин, абдуллаһийанниң тәклипигә бинаән, әрменийәниң әзәрбәйҗан билән иран чеграсидики капан шәһиридә консулхана ечиш қарар қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر