түркийә натодики қоманданлиқ вәзиписини фирансийәгә өткүзүп бериду

түркийә 1-йанвар шималий атлантик әһди тәшкилати — натодики әң йуқири тәййарлиқ һалитидики һәрбий қисим болған «интайин йуқири тәййарлиқ сәвийәсидики бирләшмә вәзипә өтәш қисимлири»ниң қоманданлиқ һоқуқини фирансийәгә өткүзүп бериду.

1754289
түркийә натодики қоманданлиқ вәзиписини фирансийәгә өткүзүп бериду

түркийә авази радийоси хәвири: нато байанат елан қилип, түркийәдин қоманданлиқ вәзиписини өткүзүвалидиған фирансийәниң алдимиздики бир йил бойичә нато қисимлириниң қоманданлиқини өтәйдиғанлиқини уқтурди.

мәзкур қисимниң асасий гәвдисини 2022 – йили 3500 әскәрдин тәркиб тапидиған фирансуз – герман биригадаси шәкилләндүриду. буниңдин башқа испанийә, португалийә вә полшаму бу қоманданлиққа әскәр әвәтиду.

интайин йуқири тәййарлиқ сәвийәсидики бирләшмә вәзипә өтәш қисимлири, русийәниң украинани муқимсизлаштуруш һәрикәтлири вә ирақниң шималидики қалаймиқанчилиқларға охшаш һәр хил бихәтәрлик муһити көздә тутулуп 2014 – йили қурулғаниди.

голландийәдики нато иттипақдаш армийә қоманданлиқ иштаби қоманданлиқидики 40,000 кишилик нато җәңчи қисимлириниң бир парчиси болған интайин йуқири тәййарлиқ сәвийәсидики бирләшмә вәзипә өтәш қисимлири, иттипақни қоғдаш үчүн бир нәччә күн ичидә һәрикәткә өтәләйдиған һаләттә вәзипә көтүп туриду.

бу қисимниң қоманданлиқини һәр йили  натоға әза башқа бир иттипақдаш дөләт үстигә алиду. фирансийә 2023-йили 1-йанварда вәзипини германийәгә өткүзүп бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر