мәһмуд аббас исраилийә дөләт мудапиә министири билән көрүшти

пәләстин пирезиденти мәһмуд аббас исраилийә дөләт мудапиә министири бенний гантиз билән көрүшти.

1754013
мәһмуд аббас исраилийә дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә дөләт мудапиә министирлиқи ахбарат ишханиси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, гантизниң түнүгүн кәчтә рош хәййиндики өйидә пәләстин пирезиденти аббасни күтүвалғанлиқи билдүрүлди.

байанатта билдүрүлишичәм учришишта һәм бихәтәрлик мәсилилиридә, һәм пуқралар мәсилисидә һәр хил темилар музакирә қилинған.

байанатта, «йиғин тәхминән 2.5 саәт давамлашти. исраилийә дөләт мудапиә министири пәләстин пирезидентиға ишәнч турғузуш һәрикәтлирини давамлаштурушни халайдиғанлиқини билдүрди» дейилди.

исраилийә мунасивәтлиригә мәсул пәләстин хәлқ ишлири идариси башлиқи һүсәйин әл шәйих тивиттер һесабида елан қилған байанатида, пирезидент аббасниң гантиз билән көрүшкәнликини  қәйт қилди.

һүсәйин әл шәйих учришишта хәлқараниң қарарлириға асасән сийасий упуқ ечиш мумкинчиликиниң музакирә қилинғанлиқини тәкитләп, йәһудий көчмәнләрниң ғәрбий қирғақтики қилмишлири сәвәбидин келип чиққан җиддийликләр, бихәитәрлик, иқтисад вә инсанпәрвәрлик мәсилилириниң оттуриға қойулғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر