байдин африқа дөләтлиригә қаратқан сайаһәт чәклимисини бикар қилди

америка пирезиденти җо байдин җәнубий африқа вә райондики йәттә дөләткә қаритилған сайаһәт чәклимисини әмәлдин қалдурди.

1754025
байдин африқа дөләтлиригә қаратқан сайаһәт чәклимисини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин ковид – 19 ниң омикрон варийанти сәвәбидин җәнубий африқа вә райондики йәттә дөләткә қарита йолға қойған сайаһәт чәклимисиниң әмәлдин қалдулурушини мәзмун қилған қарарнамини имзалиди.

ақсарай йазма байанат елан қилип, пирезидент байдинниң вирусниң омикрон варийантиниң америкада тез сүрәттә тарқилишидин кейиин 8 африқа дөлитигә қаритилған сайаһәт чәклимисиниң 31 – декабирдин етибарән бикар қилинишини мәзмун қилған қарарнамини имзалиғанлиқини уқтурди.

байдин 11 – айниң 26 – күни җәнуби африқа, ботсвана, зимбабве, намибийә, лесото, есватини, мозамбик вә малави қатарлиқ африқа дөләтлиригә сайаһәт чәклимиси қойғаниди.

чәкләш даирисидә америка пуқраси йаки вақитлиқ олтурақлишиш иҗазәтнамиси болмиған кишиләр бу дөләтләрдин америкаға баралмайтти.

байдин 12 - айниң 21 - күни африқа дөләтлиригә қойған сайаһәт чәклимисини бикар қилишни ойлишиватқанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر