йапонийә билән хитай мудапиә саһәси бойичә җиддий алақә линийәси орнитиш тоғрисида келишти

йапонийә вә хитай дөләт мудапиә министирлири икки дөләт мудапиә тармақлири оттурисида җиддий алақә линийәси орнитиш тоғрисида келишти.

1753747
йапонийә билән хитай мудапиә саһәси бойичә җиддий алақә линийәси орнитиш тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт мудапиә министири киши нобу билән хитай мудапиә министири вей фиңхи син көрүнүшлүк сөһбә өткүзди.

йапон министир киши, икки дөләт вә район характерлик өзгиришләр музакирә қилинған сөһбәт йиғиндин кейин өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә муқимлиқиниң «йапонийә үчүн интайин муһим»лиқини тәкитлиди.

хитай – йапонийә мунасивитидики «һәл қилинмиған мәсилиләр»ни тилға алған киши: «бизниң сәмимий алақә орнитип, уни қоғдишимиз керәк. шундақ қилғандила өзара чүшиниш вә ишәнчни күчәйтәләймиз» деди.

киши, хитай вә йапонийә дөләт мудапиә органлири оттурисидики җиддий алақә линийәсиниң әң қисқа вақит ичидә орнитилишиниң муһимлиқи тоғрисида мәнсәпдиши вей билән бирдәклик һасил қилғанлиқини ейтти.

у, шәрқий деңиздики хитай деңиз қирғиқи мудапиәси парахотлириниң һәрикәтлири тоғрисида тохтилип, сөһбәт җәрйанида бу парахотларниң йапонийә деңиз тәвәликигә дәхли қилишидин «чоңқур әндишә» қиливатқанлиқлирини йәткүзгәнликини билдүрди.

киши йәнә,  хитайда 2021- йили 2- айда йолға қойулған йеңи деңиз қирғиқи муһапизәт қануниниң мәзмуниға қарита «бейҗиңдин чүшәнчә беришни тәләп қилғанлиқлири»ни сөзлиригә илавә қилди.

хитай министир вейму, шәрқий деңизниң йапонлар «сенкаку», хитайлар «дийавйү» дәп атайдиған тақим араллири әтрапида токйониң «чәт әл күчлиригә таҗавуз қилиш» синарийәсигә асасән өткүзгән манивириға болған наразилиқини ипадиләп, бейҗиңниң райондики игилик һоқуқи вә деңиз һоқуқини қоғдаш ирадисиниң қәтий икәнликини тәкитлиди.

министир вей сөзини давамлаштуруп, хитай билән йапонийә ортақ хәтәрни контрол қилиш механизми орнитип, икки дөләт мунасивити вә шәрқий деңизниң муқимлиқиға капаләтлик қилиши керәк, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر