исраилийәниң сүрийәниң ғәрбигә һавадин һуҗум қилғанлиқи билдүрүлмәктә

сүрийәниң ғәрбидики лазиқийә портиға исраилийәниң һавадин һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди.

1753826
исраилийәниң сүрийәниң ғәрбигә һавадин һуҗум қилғанлиқи билдүрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийитигә тәвә хәвәр агентлиқи «SANA» ниң илгири сүришичә, исраилийә йәрлик вақти 03:21 дә лазиқийә портиға һавадин һуҗум қилған.

хәвәрдә адәм өлүш һадисиси көрүлмигәнлики, порттики нурғунлиған сода контейенерлириға от кәткәнлики илгири сүрүлди.

әсәд һакимийити исраилийәниң илгириму сүрийәниң охшимиған җайлириға һуҗум қилғанлиқини оттуриға қойған иди.

исраилийәниң сүрийәгә қаратқан һуҗумлири адәттә кәчтә йаки йерим кчидә йүз бериду.

исраилийә сүрийәдә ички уруш башланған 2011-йилдин бери пат-пат иранниң қоллиши астидики гуруппиларға вә һакимийәткә тәчвә һәрбий нуқтиларға һуҗум қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر