америка йәнә бир қетим мудапиә хамчотиға п к к ға йардәм қилиш пиланини киргүзди

пирезидент җо байдин, америка дөләт мәҗилисидики күчлүк бәс – муназириләрдин кейин мақулланған дөләт мудапиәси салаһийәтләндүрүш қанунини имзалиди.

1753381
америка йәнә бир қетим мудапиә хамчотиға п к к ға йардәм қилиш пиланини киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: 740 милйард доллири мудапиә министирлиқи хамчоти, 27 милйард 800 милйон доллири енергийә министирлиқи қармиқидики мудапиә хамчоти вә 400 милйон доллири башқа мудапиә чиқимлири болуп җәмий 768 милйард 200 милйон долларлиқ дөләт мудапиәси салаһийәтләндүрүш қануни байдинниң имзаси билән қанунлашти.

әрмән вә рум лобисиға йеқинлиқи билән тонулған нйуҗерсий иштати кеңәш палата әзаси, шундақла кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси боб менендезниң, түркийәниң қораллиқ учқучисиз һава аппарати пирограммисини йеқиндин көзитиш лайиһәсиму дөләт мудапиәси салаһийәтләндүрүш қануни даирисигә киргүзүлди.

америка сүрийәдә һәмкарлишиватқан «SDG» намлиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ни давамлиқ қоллашни тәшәббус қилидиған бу қанун, байдинниң бу дөләткә қарита әтраплиқ истратегийәлик пилан оттуриға қойушини тәләп қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر