александир фумин: натоға русийәгә қарши кәң көләмлик уруш қилишқа тәййарлиқ қилмақта

русийә муавин мудапиә министири александир фомин, шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – натониң дөлити билән «кәң көләмлик қораллиқ тоқунушқа тәййарлиқ қилиш» нишани барлиқини илгири сүрди.

1753498
александир фумин: натоға русийәгә қарши кәң көләмлик уруш қилишқа тәййарлиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: александир фомин һәрқайси дөләтләрниң пайтәхт москвада турушлуқ һәрбий дипломатлири тәклип қилинған доклат бериш йиғинида, натониң паалийәтлири тоғрисида тохталди؛ натониң йеқиндин буйан русийәни тизгинләш йолида қәдәмләрни ташлаватқанлиқини тилға алған фумин, дөлитиниң соғуқ мунасивәтләр урушидин кейин (1947-1991) нато билән алақә орнитишқа көп қетим урунуп көргәнликини ейтти.

у, русийәниң ғәрбий чегралирини қоралсизландурғанлиқини вә ғәрб дөләтлири билән «бәрпачи һәмкарлиқ мунасивити орнитиш» қа һәр вақит тәййар икәнликини оттуриға қойуп, натониң «русийә билән урушушқа тәййарлиқ қиливатқанлиқи» ни, «натониң һәрбий қурулмисида русийә билән кәң көләмлик қораллиқ тоқунушқа тәййарлиқ қилиш тоғрисида йеңидин нишанлар бекитилгәнлики»ни илгири сүрди.

фомин, натониң йеқинқи йиллардики һәрбий истратегийәсигә мунасивәтлик һөҗҗәтләрдә, русийәниң «бихәтәрликкә қарита асасий тәһдит мәнбәси» дәп қаралғанлиқини әскәртти.

александир фомин, өзлириниң америка билән натоға һәр хил бихәтәрлик капаләтлирини өз ичигә алған 2 түрлүк келишим лайиһәсини сунғанлиқини билдүрүп: «биз бәрпачи мәслиһәтләрниң елип берилишини, һәмдә натониң тәклиплиримизгә тезрәк җаваб қайтурушини үмид қилимиз. биз һәр вақит сөһбәтләрни башлашқа тәййармиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر