кәтабии һизбуллаһ ирақ йеңи һөкүмитидин орун алмайдиғанлиқини елан қилди

ирақли қораллиқлиридин тәшкил тапқан кәтаиби – һизбуллаһ (һизбуллаһ биригадаси), 10 - өктәбир өткүзүлгән сайламға бәзи дөләтләрниң арилашқанлиқини илгири сүрүп, өзлириниң йеңи кабинетқа қатнашмайдиғанлиқини уқтурди.

1753539
кәтабии һизбуллаһ ирақ йеңи һөкүмитидин орун алмайдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кәтаиби һизбуллаһ йазма байанат елан қилип, өктәбирдә өткүзүлгән чоң сайламға ишарәт қилған һалда: «ирақ хәлқиниң һәқ - һоқуқини мусадирә қилғанлар, зионист (исраилийә) – америка қошма иштатлири -  сәуди әрәбистан иттипақидин йардәм алғаниди» дегәнләрни илгири сүрди.

ирақ мустәқил йуқири сайлам комитетиниң сайламниң барлиқ басқучлирида мәзкур иттипақниң суйиистемал қилишиға дучар болғанлиқи оттуриға қойулған байанатта: «ирақ әдлийә тармақлириму американиң бағдадтики әлчиханиси вә б д т ирақ алаһидә вәкили җенин пласшерт қатарлиқларниң сепидикиләрниң пурсәтпәрәслик қилиши, тәһдити вә бесимиға учриди» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, өзлириниң йеңи һөкүмәткә қатнашмайдиғанлиқи, әмма һоқуқини давамлиқ қоғдайдиғанлиқи тәкитләнди.

10 - өктәбир ирақта өткүзүлгән сайламда, шиә мәзһипиниң рәһбири муқтәда әссәдиргә қарашлиқ сәдир гуруһи, 329 кишилик парламентта 73 орундуққа еришип биринчи болған, тәқәддум бирләшмиси 37  вәкил билән иккинчи,  қанун дөлити бирләшмиси 33 вәкил билән үчинчи болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر