гарибашвили: түркийә – гирузийә мунасивәтлири техиму тәрәққий қилдурулуши лазим

гирузийә баш министири иракли гарибашвили түркийә билән мәвҗут истиратегийәлик мунасивәтләрдин интайин хурсән икәнликлирини, икки тәрәп мунасивәтлирини техиму тәрәққий қилдуруш лазимлиқини ейтти.

1753471
гарибашвили: түркийә – гирузийә мунасивәтлири техиму тәрәққий қилдурулуши лазим

түркийә авази радийоси хәвири:  баш министир гарибашвили, гирузийәниң «‹Imedi› телевизийәси» гә бәргән байанатида, дөлитиниң 2021 – йили йолға қойған ички – ташқи сийасәтлири, йил бойи елип берилған иқтисадий ислаһатлар вә башқа мәсилиләр һәққидә тохталди.

у, гирузийә – түркийә мунасивәтлири һәққидә тохталғанда, мундақ деди: «түркийә билән йеқин, достанә вә қериндашларчә мунасивәтлиримиз бар.»

ийун ейида пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болғанлиқини әскәрткән гарибашвили, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин әң йуқири сәвийәдә қобул қилинғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «җумһур рәис әрдоғанниң мени алаһидә вә қизғин күтүвалғанлиқидин интайин хурсәнмән, телефон сөһбәтлириниму өз ичигә алған көп санда учришишларни елип бардуқ, дурус, наһайити очуқ - йоруқ вә сәмимий мунасивәтлиримиз бар.»

түркийәниң райондики наһайити муһим дөләт икәнликини вә гирузийәниң икки тәрәп мунасивәтлирини техиму тәрәққий қилдуруш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини қәйт қилған гарибашвили, мундақ дәп көрсәтти: «түркийә районда наһайити муһим актийор болуп, истиратегийәлик һәмраһлиқтин интайин хурсәнмиз, бу мунасивәтлиримизни изчил сақлап қелишимиз, тәрәққий қилдурушимиз, техиму чоңқурлаштуримиз керәк, мениң һәммә җәһәттики қаришим вә позитсийәм мана мушундақ болуп, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниңму  охшаш позитсийәдә болуши мени чәксиз хушал қилиду.»

у, күчлүк бир һәмкарлиқ болмай туруп, районда сода – иқтисад, енергийә лайиһәлирини тәрәққий қилдурушниң мумкин болмайватқанлиқини, шуңа, икки тәрәп мунасивәтлирини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн улуғвар пиланлириниң барлиқини тәкитләп мундақ деди: «мениңчә бүгүн бу мунасивәтни техиму күчәйтиш үчүн интайин йахши пурсәт бар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر