малайшийадики кәлкүндә һайатидин айрилғанларниң сани 47 гә йәтти

малайшийада қаттиқ йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүндә һайатидин айрилғанларниң сани 47 гә йәтти.

1752872
малайшийадики кәлкүндә һайатидин айрилғанларниң сани 47 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: «Asian News International» ниң хәвиригә асасланғанда,  малайшийада 17- декабирғичә 3 күн давамлашқан йамғурдин кейин, нурғун районларни су бесип кәткән.

сақчи даирилири кәлкүндә һайатидин айрилғанлар саниниң 47 кә йәткәнликини, йоқап кәткән 5 кишини издәш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

көпинчиси пахаң өлкисидин болуп тәхминән 33 миң киши тарқақлаштурулди.

һөкүмәт йамғурдин илгири зөрүр болған агаһландурушларни елан қилмаслиқ билән тәнқид қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر