хитайниң лйавниң авиаматкиси йапонийә деңиз тәвәликидин өтти

хитайниң лйавниң авиаматкисиниң башламчилиқидики 5 һәрбий парахоти йапонийәниң җәнубидики окинава деңиз тәвәликидин өтти.

1752987
хитайниң лйавниң авиаматкиси йапонийә деңиз тәвәликидин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүришичә, хитайниң лйавниң авиаматкиси башчилиқидики 5  һәрбий парахоти йапонийәгә тәвә окинава билән мийакоҗима арили оттурисидин өткән.

алдинқи һәптә тинч окйанға қарап йолға чиққан парахот әтритиниң өтүштин кейин, йөнилишини шималға бурап, шәрқий деңизға киргәнлики вә хитайға қарап маңғанлиқи қәйт қилинди.

бу җәрйанда хитайға тәвә уруш айропиланлири вә тик учарлириниң қонуш вә учуш мәшиқи қилғанлиқи билдүрүлди.

дөләтлик таратқулар лйавниң авиаматкиси башчилиқидики парахот әтритиниң 2021-йили апрелдин буйан тунҗи қетим араллар әтрапида айланғанлиқи тәрәпкә һәмминиң диққитини тартти.

йапонийә деңиз-окйан мудапиә армийәсиниң изумо қоғдиғучи әтрити башчилиқидики парахот әтрити көзитиш мәқситидә районға әвәтилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر