конго демократик җумһурийитидә йүз бәргән адәм бомба һуҗумида 5  киши қаза қилди

конго демократик җумһурийитиниң бени шәһиридә бир ресторанға қилинған адәм бомба һуҗумида 5  киши қаза қилди.

1752635
конго демократик җумһурийитидә йүз бәргән адәм бомба һуҗумида 5  киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтлик таратқуларниң хәвиригә асасланғанда, шималий киву өлкисигә қарашлиқ бени шәһириниң әң ават кочилириниң бири болған нийамвиси кочисиға җайлашқан бир ресторанда өзини өлтүривелиш характерлик бомба һуҗуми йүз бәргән.

дәсләпки ениқлашларға қариғанда, партлашта 5 киши һайатидин айрилип, нурғун киши йариланған. йаридарлар шәһәрдики дохтурханиларда балнестқа елинған.

рождество мурасимидин кейин ресторанда адәм зич болған мәзгилдә, елип берилған өзини өлтүривелиш характерлик бомба һуҗумида қаза қилғанлар саниниң көпийишидин әндишә қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر