һиндистанда бир завуттики партилашта 6 киши қаза қилип, йәнә 6 киши йариланди

һиндистанниң биһар өлкисидә бир завутниң пар қазаниниң партилиши нәтиҗисидә 6 киши қаза қилип, йәнә 6 киши йариланди.

1752702
һиндистанда бир завуттики партилашта 6 киши қаза қилип, йәнә 6 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: партилаш, биһар өлкисигә қарашлиқ патна райониниң шималиға 95 киломитир келидиған санаәт районидики йемәклик завутида йүз бәрди.

партлашниң тәсиридә әтраптики имарәтләр вә өйләр йеник зийанға учриди. вәқәдә 6 киши қаза қилип, йәнә 6 киши йариланди.

издәп, қутқузуш вә җидди қутқузуш әтрәтлири завутта хизмәтлирини давамлаштурмақта. қаза қилғанларниң көпийишидин әндишә қилинмақта.

алақидар мәсуллар партилашниң сәвәбиниң техи ениқланмиғанлиқи вә вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқиға даир учурларни  һәмбәһирлиди.

һиндистанда бихәтәрлик тәдбирлириниң йетәрсизлики сәвәбидин даим дегүдәк от апити вә партилашлар йүз берип түриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر