әрменийә әзәрбәйҗан билән тинчлиқ келишими имзалашқа тәййар икәнликини билдүрди

әрменийә баш министири никол пашинйан әзәрбәйҗан билән тинчлиқ келишими имзалашқа тәййар икәнликини ейтти.

1752509
әрменийә әзәрбәйҗан билән тинчлиқ келишими имзалашқа тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пашинйан йеқинда йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати минсики гурупписиниң тинчлиқ сөһбити тәклипини тапшурувалғанлиқини вә һөкүмитиниң бу мәсилигә қизғин қарайдиғанлиқини билдүрди.

пашинйан бир мухбирниң, әрменийәниң әзәрбәйҗанниң йавро - асийа иқтисадий бирләшмисигә киришигә тосқунлуқ қилидиған йаки – қилмайдиғанлиқи  тоғрисидики соалиға җаваб берип, әриванниң қарши позитсийә билдүрмәйдиғанлиқини, дөлитиниң йеңи муназирә темилириниң куйида әмәсликини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر