русийә гогулға еғир җәриманә қойди

русийәдики бир сот мәһкимиси мәркизи америка қошма иштатлириға җайлашқан техника ширкити — гугулға мәмурий түзүмгә хилаплиқ қилғанлиқи үчүн тәхминән 99 милйон доллар (7 милйард 200 милйон рубли) җәриманә қойди.

1752403
русийә гогулға еғир җәриманә қойди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт москвадики таганский сот мәһкимиси, русийә федератсийәси учур техникиси вә аммиви ахбарат назарәтчилик оргининиң гугул үстидин сунған әрзигә қарап чиқип, гогулниң русийәдә чәкләнгән мәзмунларни өчүрмәслик арқилиқ «қанунға системилиқ риайә қилмиғанлиқи»ға һөкүм қилди һәмдә гугулға 7 милйард 221 милйон рубли җәриманә қойди.

гогул бу һәқтә байанат берип, сотниң қарариниң тәкшүрүлүп, кәлгүсидә ташлинидиған қәдәмләрниң бекитилидиғанлиқини оттуриға қойди.

русийә мушуниңға охшаш қанунға хилап қилмишлар түпәйли буниңдин илгириму гогулға 37 милйон 500 миң рубли җәриманә қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر