йәмәнниң мәғриб вилайитидә һәрбий һәрикәт елип берилди

сәуди әрәбистан башчилиқидики әрәб бирләшмә қисми йәмәнниң мәғриб вилайитидә иранниң қоллиши астидики һусийларға қарши һәрбий һәрикәт елип барди.

1751962
йәмәнниң мәғриб вилайитидә һәрбий һәрикәт елип берилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмәндә һөкүмәтни қоллаватқан сәуди әрәбистан башчилиқидики әрәб бирләшмә қисми, дөләтниң мәғриб вилайитидә иранниң қоллиши астидики һусийларға қарши башлиған һәрбий һәрикәтләрдә 310 қораллиқ һусийниң өлтүрүлгәнликини билдүрди.

әрәб бирләшмә қисминиң байанатида, йеқинқи 24 саәттә йәмәнниң мәғриб вилайтидә һусийларға қарши 36 һәрбий һәрикәтниң елип берилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, мәзкур һәрбий һәрикәтләрдә 310 қораллиқ һусийниң өлтүрүлгәнлики, 28 һәрбий аптомобилниң пачақлап ташланғанлиқи билдүрүлди.

әмма, һусийлар тәрәп бу тоғрида һечқандақ байанат елан қилмиди.

узун вақитлардин буйан сийасий муқимсизлиқ давамлишиватқан йәмәндә, иранниң қоллиши астидики һусийлар 2014-йили сентәбирдин тартип пайтәхт санаа вә бәзи районларниң контроллуқини қолға киргүзди.

сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисим 2015-йили марттин башлап һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر