америка украина чеграсидики җиддийчиликтә русийәни әйиблиди

америка украина вә русийә чеграсидики җиддийчиликниң бирдинбир мәнбәсиниң русийәниң һәрикити вә байанатлири икәнликини елан қилди.

1752040
америка украина чеграсидики җиддийчиликтә русийәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси псаки ахбарат елан қилиш йиғинида, мухбирларниң күнтәртип тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

у русийәниң америка вә нато дөләтлиригә сунған бихәтәрлик тәклиплири тоғрисида: «дипломатик учришишлар үстидә издиниватимиз. русийә оттуриға қойған тәклипләрниң бәзилиригә қошулимиз, әмма бәзилиригә һәргиз қошулмаймиз» деди.

у путинниң америка вә шериклириниң украина чеграсида җиддийчиликни кәскинләштүрүватқанлиқи тоғрисидики гәп-сөзлирини кәскин рәт қилип: «бу интайин күлкилик. биз русийә вә украина чеграсида көргән бирдинбир урушқақлиқ, русийәниң районға әскәр топлиши вә русийә рәһбәрлириниң урушқақ һуҗум характерлик гәп-сөзлиридур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر