столтенберг натониң асасий пиринсиплиридин қәтий ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрди

нато баш катипи столтенберг украина чеграсида әскәр топлаш билән йирикләшкән нато-русийә мунасивәтлиридә, сийасий дийалог тиришчанлиқлирини қоллайдиғанлиқлиридин бешарәт бәрди, әмма асасий пиринсиплардин қәтий ваз кәчмәйдиғанлиқлирини тәкитлиди.

1752246
столтенберг натониң асасий пиринсиплиридин қәтий ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг украина чеграсида әскәр топлаш билән йирикләшкән нато-русийә мунасивәтлиридә, сийасий дийалог тиришчанлиқлирини қоллайдиғанлиқлиридин бешарәт берип: «русийә билән сийасий дийалогқа һәә, әмма асасий пиринсиплиримиздин йол қойушқа йақ» деди.

у рождества байрими вә йеңи йил мунасивити билән елан қилған тәбрик телеграммисида, иттипақлиқ вә баравәрликни тәкитлигәндин кейин, хәлқаралиқ мәтбуатларға русийә тоғрисида байанат бәрди.

у русийәниң украина чеграсида кәң көләмдә әскәр топлиғанлиқини, йеңи йилни бихәтәр өткүзүш үчүн һошийар болуш лазимлиқини билдүрди.

у русийәниң өтмүштә наһайити урушқақ позитсийәдә болғанлиқини, әмма бүгүн нато әзалириға бивастә тәһдит салмиғанлиқини билдүрүп, украина чеграсидики сийаситиниң охшимаслиқларни кәлтүрүп чиқарғанлиқини қәйт қилди.

у шундақ болсиму, русийә билән җиддийчиликләрни пәсәйтишни халайдиғанлиқлирини, әмма натониң асасий пиринсиплиридин йол қойушниң қәтий мумкин әмәсликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر