шәнтоп мәһмәт фатиһ мәдрисәсини зийарәт қилди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп қаратағ зийарити даирисидә тузи шәһиридики мәһмәт фатиһ мәдрисәсини зийарәт қилди.

1752019
шәнтоп мәһмәт фатиһ мәдрисәсини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп қаратағ ислам бирләшмисиниң башлиқи рифат фәйзич, түркийәниң подгористада турушлуқ баш әлчиси сонгул озан вә башқа мәсул хадимларниң һәмраһлиқида тузи шәһиридики мәһмәт фатиһ мәдрисәсини зийарәт қилди.

у алди билән, мәһмәт фатиһ мәдрисәсидә оқуватқан оқуғучилардин һал сориди.

у қаратағниң көп мәдәнийәтлик вә көп милләтлик дөләт икәнликини хатирилитип, түркийәдә бошнақ вә албан қатарлиқ охшимиған милләткә мәнсуп кишиләрниң йашайдиғанлиқини؛ уларниң түркийәдә қериндаш икәнликини әскәртти.

у мундақ деди:

«бизниң бир сигналимиз бар. пүткүл дунйада кишиләр тинчлиқ ичидә, өзлириниң етиқадлириға асасән йашийалайдиған муһит йаритиш. османли дөлити йүз йилларчә балқан җуғрапийәсидә һөкүмранлиқ қилип, бу йәрләрни башқурған вақитта, бу җайларда йашайдиған охшимиған милләтләргә мәнсуп кишиләрниң һәммиси өзиниң миллий кимликини вә җәмийәтлирини, динлирини қоғдиған, ибадәтханилири йүз йиллар бойичә сақлинип қалған. османли дөлити у чағларда дунйаниң әң чоң күчи болуп, йахши җари қилдурған вә һазирму дунйа үлгә алидиған идарә-органлири, шундақла маарип органлири болған дөләт иди.»

у тузи шәһиридә түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси-тика (TİKA)  тәрипидин ремонт қилинған тузи низам җамәсини зийарәт қилип, қаратағ ислам бирләшмисиниң башлиқи рифат фәйзичтин мәлумат алди.

мустафа шәнтоп рәсмий учришишларда болған подгористада гориҗа партизан һәйкилигә, натсистлар мәзгилидики қурбанларни хатириләп гүлчәмбирәк қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر