мустапа шәнтоп қаратағниң пайтәхти подгоритсаға йетип барди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп һәмрақлиқидики парламент әзалири һәйити билән биргә қаратағниң пайтәхти подгоритсаға йетип барди.

1751446
мустапа шәнтоп қаратағниң пайтәхти подгоритсаға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп һәмрақлиқидики парламент әзалири һәйити билән биргә шималий македонийә, сербийә вә қаратағни өз ичигә  алған рәсмий хизмәт зийаритиниң үчинчи бекити сүпитидә қаратағниң пайтәхти подгоритсаға йетип барди.

мустапа шәнтопни подгоритса айродромида қаратағ парламенти рәиси алекса бечич, түркийәниң подгоритсада турушлуқ баш әлчиси сунгул озан, қаратағ ислам бирлики рәиси рифат фәйзич вә алақидар мәсуллар қарши алди.

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп қаратағ парламенти рәиси бечич тәрипидин рәсмий мурасим билән қарши елиниду.

бу даиридә, түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) билән қаратағ парламенти оттурисида парламентлар ара һәмкарлиқ келишимнамиси имзалиниду.

мустапа шәнтопниң учришишлири даирисидә, қаратағ пирезиденти мило җуканович вә баш министири зидравко кривокапич ​​биләнму көрүшиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر