кабулда партлаш йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабулдики паспорт баш идарисиниң алдида партлаш йүз бәрди.

1751648
кабулда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: кабул җамаәт хәвпсизлик идариси байанат елан қилип, бина алдида тохтитип қойулған бир аптомобилниң партлиғанлиқини, вәқәдә адәм өлүш әһвалиниң көрүлмигәнликини уқтурди.

афғанистан ички ишлар министирлиқиму паспорт баш идариси бинасиға киришкән урунған бир һуҗумчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر