җо байдин 2-қетим йәнә намзат болидиғанлиқини ейтти

америка пирезиденти җо байдин әгәр саламәтлики йар бәрсә 2024-йили өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида йәнә намзат болидиғанлиқини ейтти.

1751486
җо байдин 2-қетим йәнә намзат болидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти байдин а б с (ABC) телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, йәнә намзат болидиған йаки болмайдиғанлиқи тоғрсидики соалға: «мән тәқдиргә интайин һөрмәт қилидиған адәммән. тәқдир мениң һайатимда нурғун қетим тәҗәлли қилди. һазирқиға охшаш, шу чағдиму саламәтликим йахши болса йәнә намзат болимән» дәп җаваб бәрди.

у сабиқ пирезидент доналд трамп билән риқабәтлишишни халап-халимайдиғанлиқи тоғрисидики соалға: «трамп қайтидин намзат болса, немишқа риқабәтләшмәйдикәнмән. бу риқабәтниң мөлчәрини техиму ашуриду» дәп җаваб бәрди.

ақсарай буниңдин илгири 2024-йили 81 йашқа киридиған байдинниң йәнә пирезидентлиққа намзат болуш нийитиниң йоқлуқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر