хитайда 66 милйон йил илгиригә тәвә динозавр тухуми қатмиси тепилди

хитайда 66 милйон йил илгиригә тәвә тухумдин чиқиш алдида турған вә наһайити йахши сақланған динозавр төрәлмиси тепилди.

1751083
хитайда 66 милйон йил илгиригә тәвә динозавр тухуми қатмиси тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң җәнубидики гәнҗода чишсиз «Oviraptorosaur» типидики динозаврға тәвә тухумниң қалдуқлири тепилди.

тухумдин чиқишқа аз қалған динозавр төрәлмисиниң наһайити йахши сақланғанлиқи билдүрүлди.

берминһам университетиниң тәтқиқатчиси фийон вайсум ма: бу байқашниң әһмийитини чүшәндүрүп: «тарихта һазиричә байқалған әң йахши динозавр төрәлмисиниң бири» деди.

бу байқашни ишқа ашурған алимлар төрәлмидә башниң бәдәнниң астиға игик вә путлириниңму йанту шәкилдә игик икәнликини билдүрүп, бу әһвалниң динозаврларда илгири көрүлүп бақмиғанлиқини әскәртти.

бу көрүнүшниң тухумни сундуруп чиқиш алдида турған қушларниң шәклигә охшайдиғанлиқи байан қилинди.

тәтқиқатчи фийон вайсум ма: «бу бүгүнки қушларниң туруш шәклиниң динозавр әҗдадлиридин тәрәққий қилғанлиқини көрситип бериду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر