һиндистанниң нефит айриш завутида от апити йүз бәрди

һиндистанниң ғәрбий бенгал өлкисидики бир нефит айриш завутида йүз бәргән от апитидә 3 киши қаза қилди.

1751036
һиндистанниң нефит айриш завутида от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақлар шәрқий мәдинипур райониниң халдийа шәһиригә җайлашқан һиндистан нефит ширкити (IOC) гә тәвә завутта йүз бәргән кәң көләмлик от апитидә 3 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 44 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

от өчүрүлүп, әһвалниң контрол астиға елинғанлиқи елан қилинди.

һиндистан нефит ширкитиниң байанатида, йариланғанларниң халдийә нефит айриш завутиға балнестқа елинғанлиқи уқтурулди.

даириләр от апитиниң сәвәбини тәкшүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر