б д т даимий әзалири йәмән һөкүмитиниң ислаһат қәдәмлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңишигә әза дөләтләр йәмән һөкүмитиниң иқтисадий муқимлиқ вә хәлққә мулазимәт қилидиған ислаһатларни йолға қойушини қоллайдиғанлиқини җакарлиди.

1750910
б д т даимий әзалири йәмән һөкүмитиниң ислаһат қәдәмлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:  америка қошма иштатлириниң йәмәндики әлчиханиси твиттердики адресида йазма байанат елан қилип, б д т ниң америка,  хитай, русийә, әнглийә вә фирансийә қатарлиқ даимий әзалириниң вәкиллири сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта йәмән баш министири муин абдулмәлик билән көрүшүп, йуқирида тилға елинған дөләтләрниң баш министир абдулмәликниң йәмән хәлқини асасий мулазимәт билән тәминләш, шундақла һөкүмәт органлириниң хизмитини күчәйтиш, иқтисадниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш вә ислаһатни йолға қойуш тиришчанлиқини толуқ қоллайдиғанлиқини тәкитлигәнликини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин , америка ташқи ишлар министирлиқиниң йеқин шәрқ ишлири ишханиси твиттердики адресида байанат елан қилип, американиң йәмән алаһидә вәкили тим лендеркиңниң йәмән баш министири абдулмәлик билән телефон сөһбити өткүзүп, йәмән һөкүмитиниң иқтисадниң муқимлиқи үчүн муһим қәдәм ташлиғанлиқини, ианә қилғучи дөләтләрниң йардими сайисида бу қәдәмләрни техиму илгири сүрүшни халайдиғанлиқлирини ипадилигәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر