америкадики йуқумланғучиларниң %73 идә вирусниң омикрон варийанти байқалди

америка қошма иштатлиридики йуқумланғучиларниң %73 идә вирусниң омикрон варийанти байқалди.

1750590
америкадики йуқумланғучиларниң %73 идә вирусниң омикрон варийанти байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлиридики ковид – 19 дин йуқумланғучиларниң %73 идә вирусниң омикрон варийанти байқалди.

америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи байанат берип, вирусниң омикрон варийантиниң йеқинқи бир һәптидин буйан америкадики йуқумланғучилар арисида алтә һәссә көпәйгәнликини уқтурди.

байанатта, вирусниң омикрон варийантиниң нйуйорк райони, шәрқий җәнуб, оттура ғәрбий қисим вә тинч окйанниң ғәрбий шималидики йуқумланғучиларниң  %90 идә؛ америка миқйасидики йуқумланғучиларниң %73 дә байқалғанлиқи оттуриға қойулди.

байанатта, омикронниң делта вә башқа варийантларни арқида қалдуруп, дөләттики асаслиқ варийантқа айланғанлиқи қәйт қилинди.

америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, өткән һәптә америкада 650 миңдин  артуқ адәмдә вирусниң омикрон варийанти байқалған, нойабирниң ахириға қәдәр йуқум байқалғанларниң  %99.5 и делта варийантидин йуқумланғучилар иди.

америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи мудири доктор рочел валенский, йеңи рәқәмләрниң башқа дөләтләрдә көрүлүватқан омикрон варийанти көпийишини әкис әттүридиғанлиқи байан қилинип: «бу санлиқ мәлуматлар һәйран қаларлиқ әмәс» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر