тиграй хәлқ азадлиқ фиронти чекинишкә қарар қилди

ефийопийәдики мәркизи һөкүмәткә қарши қозғилаң көтүргән «тиграй хәлқ азадлиқ фиронти»ниң чекинишкә қарар қилғанлиқи уқтурулди.

1750324
тиграй хәлқ азадлиқ фиронти чекинишкә қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: тиграй хәлқ азадлиқ фиронти рәиси  депретсион гебремичел бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гуттерресқа мәктуп йоллап, тинчлиқ орнитиш мәқситидә әскәрлиригә чекиниш тоғрисида буйруқ чүшүргәнликиини мәлум қилди.

гебремичел мәктупида: «мән тиграй хәлқи вә тиграй районлуқ һөкүмитигә вакалитән чегра сиртидики барлиқ тиграй әскәрлирини тинчлиқ орнитиш үчүн дәрһал чекинишкә чақиримән» дегән ибариләргә орун  бәрди.

тиграй хәлқ азадлиқ фиронти байанатчиси гетачев редаму әскәрләрниң амхара вә афар районлиридин чекингәнликини җакарлиди.

б д т 12-айниң 17-күни байанат елан қилип, ефийопийәдики һәр қайси тәрәпләрни дәрһал тәдбир қоллинип пуқраларни қоғдаш вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини түгитишкә чақирғаниди.

шималдики қозғилаңчиларниң тиграйдин кейин амхара вә афар өлкилиригә һуҗум қилиши инсанпәрвәрлик киризисини техиму чоңқурлаштурувәткәниди.

ефийопийә армийәси тиграй хәлқ азадлиқ фиронти ишғал қиливалған нурғун җайларни қайтурувелишқа башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر