һайтидики партлашта қаза қилғанлар сани 90 ға йәтти

һайтиниң шималиға җайлашқан кап – һайтиен шәһиридә йүз бәргән йеқилғу йөткәш аптомобили партлаш вәқәсидә җенидин айрилғанлар сани 90 ға йәтти.

1750360
һайтидики партлашта қаза қилғанлар сани 90 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: район таратқулири, 14 - декабир йүз бәргән шиддәтлик партлаштин кейин һайатидин айрилғанлар саниниң давамлиқ көпийиватқанлиқини хәвәр қилди.

алақидар тармақлар, қаза қилғанлар саниниң йеңидин 15 кишиниң қошулуши билән 90 ға көпәйгәнликини, йарилиниш әһвали еғир болған нурғун кишиләрни давалаш хизмәтлириниң давам қиливатқанлиқини уқтурди.

йәнә бир тәрәптин, дөләттики қораллиқ гуруппилар йолға қойған қамал вә сақлиниватқан бихәтәрлик мәсилилири сәвәбидин 700 миң кишиниң җиддий инсанпәрвәрлик йардимигә моһтаҗ икәнлики вә еғир йеқилғу киризиси йүз бәргәнлики билдүрүлди.

һайти баш министири ариел һенри мәзкур партлаштин кейин пүтүн мәмликәт миқйасида үч күнлүк «рәсмий матәм» елан қилинғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر