беларусийәниң лондондики әлчиханиси һуҗумға учриди

беларусийәниң әнглийәдики лондон әлчиханисиға қилинған һуҗумда, бир дипломатниң йариланғанлиқи вә әлчилик бинасиниң зийанға учриғанлиқи билдүрүлди.

1750266
беларусийәниң лондондики әлчиханиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири:  беларусийә ташқи ишлар министирлиқи лондон әлчиханисиниң һуҗумға учриғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатқа асасланғанда, һуҗумда бир дипломатниң бурни йерилип, чишлири сунуп кәткән.

вәқәдин кейин, «надзейа» (Nadzeya) дейилидиған бир ашқун көчмән гурупписиға әза дәп қаралған бәзи һуҗумчиларниң тутулғанлиқи билдүрүлди.

исми охшаш бир фәйсбук гурупписи, өткән йили (2020) беларусийә һөкүмитигә қарши кәң көләмлик намайишларда өктичиләрни қоллаш үчүн қурулған иди.

беларусийә әлчиханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ тәкшүрүш тәлипиниң әнглийәниң бир дипломатиға йәткүзүлгәнлики уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر