17-қетимлиқ астана сөһбәтлири башланди

сүрийә киризисини һәл қилишни мәқсәт қилған астана сөһбәтлириниң капаләтчи дөләтлири болған түркийә, русийә вә иран һәйәтлири, қазақистан пайтәхти нурсултанда 17-қетим топланди.

1750471
17-қетимлиқ астана сөһбәтлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири:  сүрийә киризисини һәл қилишни мәқсәт қилған астана сөһбәтлириниң капаләтчи дөләтлири болған түркийә, русийә вә иран һәйәтлири, қазақистан пайтәхти нурсултанда 17-қетим топланди.

түркийәгә вакалитән ташқи ишлар министирлиқиниң сүрийә ишлириға мәсул мудири сәлчук үнал башчилиқидики һәйәт, русийәгә вакалитән пирезидент путинниң сүрийә алаһидә вәкили александир лаврентийев башчилиқидики һәйәт, иранға вакалитән ташқи ишлар министирлиқиниң сийасий ишлар мәслиһәтчиси әли асгар һаҗи башчилиқидики һәйәт учришишларға қатнашти.

сүрийә тәрәптин, муавин ташқи ишлар министири айман сусан башчилиқидики һәйәт, сүрийә қораллиқ өктичиләргә вакалитән әһмәт тума башчилиқидики һәйәт қатнашти.

б д т ниң сүрийә ишлириға мәсул муавин вәкили хавла маттар, ирақ, ийорданийә вә ливанниң вәкиллириму «көзәткүчилик» салаһийитидә учришишларға қатнашти.

түркийә һәйити учришишлар рамкисида, дәсләптә б д т ниң сүрийә ишлириға мәсул муавин вәкил хавла маттарниң башчилиқидики һәйәт билән көрүшти.

икки күн давамлишидиған учришишларда, сүрийәниң нөвәттики вәзийити, инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлүши, җәнвәдики сүрийә асасий қанун комитетиниң хизмитини қайтидин башлаш, мәһбусларни өзара алмаштуруш, әсир елинғанларни қойуп бериш вә йоқап кәткәнләрни издәш қатарлиқ өзара ишәнчни күчәйтидиған тәдбирләр асаслиқ күнтәртип маддилири болиду.

русийә пирезиденти путинниң сүрийә алаһидә вәкили лаврентийев учришишлардин бурун байанат елан қилип, сүрийә вәзийити вә уруш тохтитишқа диққәтни мәркәзләштүридиғанлиқлирини билдүрди.

у йеқинқи күнләрдә сүрийәдә террорлуқ тәшкилати даеш вә башқа террорлуқ тәшкилатлириниң уйқудики һүҗәйрилириниң қайтидин акитиплишишқа башлиғанлиқини әскәртип: «шериклиримиз түркийә вә иран билән өткүзидиған учришишлиримизда мәзкур мәсилиләргә алдин әһмийәт беримиз»деди.

у йәнә, мусапирлар мәсилиси, йурт-маканлиридин мәҗбурий айрилиш, инсаний киризис қатарлиқ мәсилиләрни һәл қилиш үчүн, сүрийәдә сийасий мусапини илгирилитишниң әһмийитини әскәртип: «сүрийә асасий қанун комитетиниң хизмәтлириму әң муһим күнтәртип маддилиридин бири болиду. бу мәсилидә сүрийә һәйити билән үнүмлүк йиғин ачтуқ» деди.

сүрийә темилиқ астана сөһбәтлири 2017-йили сүрийә киризисини һәл қилиш мәқситидә, түркийә, русийә вә иранниң капалити астида башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر