хоңкоң хәлқи парламент сайлимиға төвән нисбәттә қатнашти

хоңкоңда сайлам қануниға өзгәртиш киргүзүлгәндин кейин өткүзүлгән биринчи қетимлиқ парламент сайлимиға, хәлқниң қатнишиш нисбити интайин төвән болди.

1749784
хоңкоң хәлқи парламент сайлимиға төвән нисбәттә қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири:  хоңкоң сайлам ишлири комитетиниң башлиқи барнабас фуң (Barnabas Fung) түнүгүн (2021-йили 19-декабир) парламент сайлимида, 1 милйон 350 миң 680 кишиниң беләт ташлиғанлиқини билдүрди.

тәхминән 4.5 милйон тизимға елинған сайлиғучи бар болған хоңкоңда, сайламға қатнишиш нисбити %30.2 болған.

бейҗиң һакимийити « вәтәнпәрвәрләрниң хоңкоңни башқурушини капаләткә игә қилиш үчүн» бу йил (2021) бешида сайлам қануниға өзгәртиш киргүзгәндин кейин өткүзүлгән биринчи қетимлиқ парламент сайлимида, пуқраларниң қатнишиш нисбити көрүнәрлик дәриҗидә төвән болди.

сайламда парламенттики 90 орун үчүн  153 намзат өзара риқабәтләшти.

хоңкоңдики әң чоң өктичи болған демократ партийәси, бу қетимқи сайламда намзат чиқармиди. демократийә тәрәпдари өктичи намзатлар һәр хил тосқунлуқларға учриған сайламда, сайланған парламент әзалириниң көпинчиси бейҗиңпәрәсләрдин тәшкил тапти. 2020-йилниң ахирида өткүзүлүши пилан қилинған сайлам, вухән вируси (Kovid-19) тәдбирлири сәвәб қилип көрситилип бир йил кечиктүрүлди.

хитай хәлқ қурултийи даимий комитети 30-март (2021) хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң өзгәртиш киргүзүлгән сайлам түзүмини тәстиқлиған иди.

хоңкоң асасий қануниниң 1- вә 2- қошумчә маддилириға киргүзүлгән өзгәртиш билән, йәрлик қанун чиқириш оргини болған қанун чиқириш кеңишиниң орундуқ сани 70 тин 90 ға чиқирилди, әмма бивастә сайлам арқилиқ бәлгилинидиған орундуқ сани 35 тин 20 гә чүшүрүлди. иоңкоң валийсини сайлашқамәсул сайлам комитетиниң әза сани 1200 дин 1500 гә чиқрилди. комитетқа қанун чиқириш кеңишиниң 40 әзасини бәлгиләш һоқуқи берилди. кеңәшниң қалған 30 әзасини кәсипий вә уйушмилар билән шу саһә вәкиллириниң сайлиши қарар қилинди.

хоңкоң 1898-йили имзаланған «иҗаригә елиш келишими» билән узун йилларғичә әнглийә һакимийитиниң башқуруши астида турди. 1997-йили хитайға қайтуруп берилди.

әнглийә билән хитай имзалиған ортақ хитабнамә рамкисида, хоңкоңға 2047-йилиғичә ахбарат вә пикир қилиш, намайиш қилиш, диний вә академик хизмәт қилишқа охшаш әркинликләр билән, мустәқил мәмурий вә қануний қурулмисини қоғдаш вәдә қилинған иди.

хоңкоң хитайға қарашлиқ болсиму, әмма өзигә тәвә пул бирликини, тилини, қанун түзүмини вә кимликини ишлитиш һоқуқи бар. мудапиә вә дипломатийәдә бейҗиңға қарайдиған бу башқуруш шәкли «бир дөләт, икки хил түзүм» дәп аталған иди.

бейҗиң һөкүмитиниң йеқинқи йилларда дөләт хәвпсизлик қануни қатарлиқ қанун өзгәртишләр билән, районниң алий аптономийә қурулмисини өзгәртиватқанлиқи тәнқид қилинмақта. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر