хитай парахотлири йапонийә деңиз тәвәликигә кирди

хитайниң икки данә һәрбий парахотиниң шәрқий деңиздики ихтилаплиқ сенкаку араллириниң әтрапида йапонийә деңиз тәвәликигә киргәнлики билдүрүлди.

1749856
хитай парахотлири йапонийә деңиз тәвәликигә кирди

түркийә авази радийоси хәвири:  йапонийәниң окинава иштатиниң наһа наһийәсидики 11-район саһил бихәтәрлик мәркизиниң мәлуматиға асасланғанда, хитай парахотлири йапонйә деңиз тәвәликигә хилаплиқ қилған.

хитай парахотлириниң шу йәр вақти 04:00 әтрапида тайшо араллириға йеқин җайда йапонийә деңиз тәвәликини өз ичигә алған ихтилаплиқ районда белиқчилиқ парахотлириға؛  шу йәр вақти 09:00 әтрапида болса, аралларниң шималиға икки километир келидиған нуқтиғичә йеқинлашқанлиқи билдүрүлди.

билдүрүлишичә, йапонийә саһил бихәтәрлик қиисмлириниң райондин чиқип кетиши тоғрисидики агаһландуруши нәтиҗисидә, хитай парахотлири райондин чиқип кәткән.

йапонийә «NHK» гезитигә асасланғанда, буниң билән, хитай парахотлири бу йил (2021) 34-қетим йапонийә деңиз тәвәликигә киргән.

шәрқий деңизда йапонийә «сенкаку», хитай «дйавйү» дәп атайдиған тақим араллар, бәш арал вә үч қийалиқ бар.

ихтилаплиқ тақим аралларда һечким йашимайду.

тақим араллар икки дөләт оттурисида узун йиллардин буйан игилик һоқуқ талаш-тартишлириға сәвәб болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر