йапонийәниң  атақлиқ аваз вә филим артиси балконидин чүшүп кетип қаза қилди

йапонийәниң атақлиқ аваз вә филим артиси канда сайака меһманханиниң балконидин чүшүп кетип қаза қилди.

1749512
йапонийәниң  атақлиқ аваз вә филим артиси балконидин чүшүп кетип қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләтлик радио истансиси «NHK» ниң хәвәр қилишичә, канда консерт үчүн шималдики саппоро шәһиригә барған вә туруватқан 22-қәвәтлик меһманханиниң 14-қәвитидики һуҗрисиниң балконидин чүшүп кәткән. 35 йашлиқ айал сәнәтчи дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй һайатидин айрилған .

сақчи тармақлири вәқәдә өзини өлтүривелиш йаки суйиқәст еһтималлиқи барлиқи үстидә тәкшүрүш елип бармақта.

нахшичиниң ишләпчиқарғучи ширкити алдинқи күни канданиң репетитсийәдин кейин саламәтликиниң йахши әмәсликини  билдүрүп консертини бикар қилғанлиқини елан қилған иди.

канда дисний картон филими «Frozen» ниң йапончә нусхисида аннаға аваз бәргәндин кейин дөләт миқйасида даңқ чиқарған иди.

канда артислиқ биләнму шуғулланған болуп, у артис канда масаки вә нахшичи матсуда сәйкониң қизи иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر