мексикада бир өйгә қилинған қораллиқ һуҗумда 4 киши қаза қилди

мексиканиң гуанаҗато өлкисидә бир өйгә қилинған қораллиқ һуҗумда 4 адәм қаза қилип, 2 киши йариланди.

1749516
мексикада бир өйгә қилинған қораллиқ һуҗумда 4 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: өлкилик тәптиш мәһкимиси қораллиқ һуҗумниң гуанаҗато өлкисигә қарашлиқ куерамаро йезисида йүз бәргәнликини елан қилди.

һуҗумниң тәпсилатлири һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди. вәқәгә қарита тәкшүрүш башланғанлиқи елан қилинди.

гуанаҗато өлкиси мексиканиң җинайәт нисбити йуқири болған өлкилири арисида алдинқи қатарда туридиған болуп, зәһәрлик чекимлик ​​шайкилириниң һөкүмранлиқ талишиш күрәшлиригә сәһнә болуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر