иран йадро сөһбәтлири тоғрисида байанат елан қилди

иран ташқи ишлар министири әли бакири твиттерда австирийә пайтәхти вийтеннада өткүзүлүватқан йадро сөһбәтлири тоғрисида байанат елан қилди.

1748265
иран йадро сөһбәтлири тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  иран муавин ташқи ишлар министири вә баш музакирәчи әли бакири австирийә пайтәхти вийеннада өткүзүлүватқан йадро сөһбәтлиридә, тәрәпләр бир-биригә өзара йол қойған әһвалда муһим илгириләшләрниң қолға кәлтүрүлидиғанлиқини билдүрди.

байанатта, әли бакири йадро сөһбәтлириниң һәм мутәхәссисләр һәмдә йуқири дәриҗилик музакирәчиләрниң қатнишиши астида җиддий түрдә давамлишиватқанлиқини билдүрүп, өзиниң әнглийә, фирансийә, германийә, русийә, хитай вә йавропа иттипақиниң һәйәт башлиқлири билән өзара пикир алмаштурғанлиқини қәйт қилди.

у: «мутәхәссисләр келишим лайиһәси үстидә хизмәтлирини давамлаштуруватиду. йеқинқи бир қанчә күндики илгириләшләр, һәммә сәмимий һалда бир-биригә йол қойған әһвалда илгириләш мумкин болиду» деди.

иран йадро келишимини қайтидин толуқ мәнидә иҗра қилишни капаләткә игә қилиш вә американиң келишимгә қайтиши музакирә қилиниватқан учришишлар, аридин тәхминән бәш ай өткәндин кейин, 2021-йили 29-нойабирда йавропа иттипақи ташқи сийасәтләр муавин баш катиби вә сийасий директори енрику мора (Enrique Mora) ниң башчилиқида, русийә, германийә, фирансийә, әнглийә вә иран қатарлиқ дөләтләрниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириниң қатнишиши астида австирийә пайтәити вийеннада башланған иди.

тәрәпләрниң келишәлмәслики сәвәбидин тәхминән бир һәптә тохтитип қойулған сөһбәтләр, 2021-йили 9-декабир қайтидин башланған иди.

иран вә йавропалиқ дипломатлар өткән һәптә өткүзүлгән сөһбәтләрниң иҗабий болғанлиқини билдүргән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر