путин донбастики вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» қа охшатти

русийә пирезиденти виладимир путин донбаста йүз бәргән вәқәләрниң «ирқий қирғинчилиққа охшайдиғанлиқини» илгири сүрди.

1745559
путин донбастики вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» қа охшатти

түркийә авази радийоси хәвири: путин, мәркизи русийәдики пуқралар җәмийити вә кишилик һоқуқни илгири сүрүш кеңиши билән синлиқ йиғин чақирди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, украина киризиси һәққидә тохтилип мундақ деди: «украинаниң русийәдин қорқуши, <ирқий қирғинчилиқ> ниң тунҗи қәдими һесаблиниду.»

донбаста  русийәдин қорқуш әһвалиниң оттуриға чиқиватқанлиқини илгири сүргән путин, мундақ деди: «донбаста йүз бәргән вәқәләрниң һәқиқий маһийитини обдан билимиз, растини ейтқанда, донбаста йүз бәргән вәқәләр < ирқий қирғинчилиқ> қа охшайду, лекин, бу уқумларниң қиммитини йоқатмаслиқи үчүнму һушйарлиқ билән һәрикәт қилишқа тоғра келиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر