теһран американиң ембарго қарариға наразилиқ билдүрди

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси сәид хатибзадә, америка қошма иштатлириниң дөлитигә қаратқан йеңи җазалириниң йадро сөһбәтлиридә вашингтонни әвзәл орунға игә қилмайдиғанлиқини билдүрди.

1744429
теһран американиң ембарго қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: байанатчи сәид хатибзадә өзиниң тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, австрийәниң пайтәхти вийеннада өткүзүлгән йадро сөһбәтлиригә ишарәт қилған һалда: «америка вийенна сөһбәтлири давамлишиватқан әснадиму иранға җаза йүргүзүштин ваз кәчмәйватиду» деди.

вашингитонниң иранға қарита ташлаватқан қәдәмлириниң бир - биригә зит икәнликини оттуриға қойған хатибзадә: «җазани һәссиләп ашуруш (американи) сөһбәтләрдә әвзәл орунға игә қилмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

3 – декабирда иран йадро келишиминиң қайтидин толуқ мәнидә иҗра қилинишиға капаләтлик қилиш вә американиң йадро келишимигә қайтип келиши музакирә қилинған сөһбәтләр келишим һасил қилиналмиғачқа тохтитилғаниди.

иран муавин ташқи ишлар министири, қошумчә баш сөһбәт вәкили әли бакири сөһбәтләрниң 9-декабир қайта башлинидиғанлиқини елан қилғаниди. америка иранниң келишимдики вәдисигә қайтип келишини тәләп қилса, теһран йадро келишимидин айрилған тәрәп болуш сүпити билән, алди билән вашингитонниң келишимгә қайтип, җазаларни бикар қилишини вә келишимдин қайта айрилмайдиғанлиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر