рийад фирансийә таратқулириниң қашиқҗи вәқәсигә четишлиқ гумандар тоғрисидики хәвәрлирини рәт қилди

рийад, бир сәуди әрәбистан пуқрасиниң сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқҗи вәқәси билән четишлиқи барлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди.

1744695
рийад фирансийә таратқулириниң қашиқҗи вәқәсигә четишлиқ гумандар тоғрисидики хәвәрлирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: рийад, бир сәуди әрәбистан пуқрасиниң сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқҗи вәқәси билән четишлиқи барлиқи илгири сүрүлүп фирансийәниң пайтәхти париждики чарлез дегол айродурумида назарәт астиға елинғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң раст әмәсликини җакарлиди.

сәуди әрәбистанниң парижда турушлуқ баш әлчиси твиттердики адресида дөлитиниң ташқи ишлар министирлиқини мәнбә қилған һалда байанат елан қилип, назарәт астиға елинған кишиниң мәзкур вәқә билән һечқандақ алақисиниң йоқлуқини әскәртти.

айродурумда назарәт астиға елинған кишиниң дәрһал қойуп берилишиниң тәләп қилинғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «дөләт пуқраси мәрһум қашиқҗи җинайитигә арилашқанлиқи ениқланған барлиқ кишиләрниң җазалири сәуди әрәбистан әдлийәси тәрипидин кесилгән болуп, нөвәттә уларниң җазалири иҗра қилинмақта» дегән ибариләргә орун берилди.

фирансийә таратқулириниң әдлийә тармақлирини мәнбә қилған хәвәрлиридә, қашиқҗиниң истанбулдики сәуди әрәбистан консулханисида өлтүрүлүши билән четишлиқи бар бир гумандарниң париждики чарлес дегол айродуруминиң чегра мудапиә қисимлири тәрипидин наразәт астиға елинғанлиқи билдүрүлгәниди.

хәвәрләрдә, 33 йашлиқ гумандар халид әлутәйбиниң сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадқа кетиш үчүн айропиланға олтуруш әснасида тутулуп қалғанлиқи илгири сүрүлгәниди.

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлманға қаратқан тәнқидлири билән тонулған «вашингтон почтиси» гезитиниң истон йазғучиси җамал қашиқҗиниң 2018 – йили 2 – өктәбир сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида өлтүрүлүп, җәситиниң парчиливетилгәнлики ашкариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر