байдин: русийә җиддийчиликни улғайтса иқтисадий вә башқа тәдбирләр билән җаваб қайтурулиду

америка пирезиденти байдин билән русийә пирезиденти владимир путин синлиқ көрүшүшидә украина чеграсидики йирикчиликләрни музакирә қилди.

1744506
байдин: русийә җиддийчиликни улғайтса иқтисадий вә башқа тәдбирләр билән җаваб қайтурулиду
putin-biden1.jpg
putin-biden.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байдин билән путинниң түнүгүн (2021-йили 7-декабир) ки икки саәт давамлашқан синлиқ көрүшүши тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, пирезидент байдинниң америка вә йавропадики шериклириниң, русийәниң украина чеграсиға әскәр йиғишидин һес қилған чоң әндишәлирини тилға алғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «байдин русийә украинада һәрбий җиддийчиликни улғайтқан әһвалда америка вә иттипақдашлириниң күчлүк иқтисадий вә башқа тәдбирләр билән җаваб қайтуридиғанлиқини билдүрди» дейилди.

байанатта, америка пирезиденти байдинниң украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқлирини әскәрткәнлики, «җиддийчиликни пәсәйтишни вә дипломатийәгә қайтиш» ни чақириқ қилғанлиқи қәйт қилинди.

русийә кремил сарийи елан қилған йазма байанатта, көрүшүшниң «очуқ» вә «мәсилигә мәркәзләшкән» көрүшүш болғанлиқи әскәртилип, икки рәһбәрниң 16-ийун (2021) шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә өткүзүлгән йиғин қарарлириниң иҗра қилинишини музакирә қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, 2015-йили имзаланған минск келишиминиң иҗра қилнишида «илгириләш болмиғанлиқи» әскәртилди.

байанатта мундақ дейилди:

«нато украина земинлирини чарлашта хәтәрлик һәрикәтләрни қилип, чеграмиз әтрапида һәрбий йошурун күчни тәрәққий қилдуруватиду.»

байанатта, русийә билән америка һәмкарлиқиниң «кишини рази қилидиған дәриҗидә әмәслики» тәкитләнди.

билдүрүлишичә, путин көрүшүштә икки дөләт дипломатлириға қойулған ембарголарни әмәлдин қалдурушни тәклип қилған.

икки рәһбәр америка-русийә истратегийәлик муқимлиқ дийалоги, интернет тор бихәтәрлики, иран мәсилилириниму музакирә қилған болуп, қол астидикилиригә бу мәсилиләрни назарәт қилиш тоғрисида йолйуруқ бәргән. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر